Уйғурларниң мәдәнийәттә чекинишидики тарихи сәвәпләр

Аптори: Ғалиб Барат Әрк

Уйғурлар

Уйғурлар қәдимки дәврдә тәрәққи қилған шәрқ хәлқлиридин бири иди, әмма йеқинқи 3-4 әсирдә тәрәққийати әң қалақ һаләткә чүшүп қалди, бу зади нимә үчүн?

1 . Тәрәққийатниң алдинқи шәрти тенчлиқ болмиған

Тарих бәтлирини варақлайдиған болсақ биләләймизки 1600- йилидин 1900- йилиғичә болған 300 йил Уйғур җәмийити пүтүнләй уруш оти ичидә қалған һәммә йәрни қан һиди пурап туридиған җәмийәткә айланған. Сәидийә ханданлиғиниң адиллиғи билән даң чиқарған султани абдукеримханниң қәсткә учриши билән ханиданлиқ хараблишишқа йүзләнди. Ханлиқ даириси ханзадиләрниң үстүнлүк, байлиқ, ханлиқ, тероторийә (земин) талишидиған уруш сәһнисигә айланди, бир мәзгил гүлләнгән бу дөләт һалакәткә йүзләнди. Султан сәидхандин башланған супиларға мурит булуш әвҗигә чиқип пүткүл хәлқ бирқанчә топқа бөлүнди, әслидин ханиқаларда истиқамәт қиливатқан сопилар һуқуқ талишиш күрәшлиригә актип иштирак қилди һәмдә қәстләп өлтүрүш, муритлириға рәһбәрлик қилип һакимйәт талишиш күрәшлиридә аз болмиған қирғинларниң бивастә сәвәбкариға айланди. Ахирқи һисапта сопиларниң бөлгүнчилик вә һилә мекирлири, сәидийә әвлатлириниң иқтидарсизлиғи түпәйли 1680- йили һакимйәт уйғурлардин җоңғарларниң қолиға өтти, сопилар җоңғарларниң садиқ ғалчилириға айлинип өзлириниң қорчақ һакимйитини тикләшкә муйәссәр болди. Сопиларниң җоңғарлар йардимидә тикләнгән бу қорчақ һакимийити әмәлийәттә хәлқни екиспилататсийә қилип байлиқ топлап уни хоҗайинлириға совға қилип хәлқни техиму дәһшәтлик вәйранчилиққа гириптар қилди. Сопиларниң дәһшәтлик зулуми астида Уйғур хәлқи җоңғарлар үчүн селиқ төләп, қул дедәк тутуп бәрди. Пүткүл Уйғур дийари сопиларниң «ақ тағлиқ» вә «қара тағлиқ» тин ибарәт икки мәзһәпниң һакимийәт, мурит, байлиқ талишидиған, өз- ара қирғинчилиқ қилишидиған һалакәт мәйданиға айланди. Бу икки мәзһәп қирғинчилиқ қилишқандин сирт өзлириниң сопистик едийиси бойичә мәдәнийәтни қаттиқ тәқип қилип мәдәнийәтни хәлқ турмушидин вә Уйғур җәмийитидин йуқатмақ болди, җүмлидин мәдәнийәт әрбаплириниму қирғин қилип йуқатти. Һакимийәт җоңғарлар вә уларниң һамийлиғидики сопиларниң қолидин манҗу–чиң импирийисигә өткәндин кейин, чиң сулалисиниң черик һөкүмранлири бир түркүм йәрлик фиодаллар билән еғиз-бурун йалишип, хәлққә еғир зулумларни салди. Нәтиҗидә пуқралар еғир зулумға қарши көп қетим қозғилаң қилған болсиму интайин дәһшәтлик бастурулди, үчтурпан җигдә йеғилиғи ( пүтүн хәлқ қирғин қилип йуқутулған дигән мәлуматлар бар) вә һәр қетимлиқ қозғилаңниң мәғлубийитидин кейин хәлқниң йурт маканини ташлап башқа йуртларға көчиши, шимали шинҗаңда қирғин қилип адәм қалмиғанда (мәһмудкашғәри «түрки тиллар дивани» да бу йәрдә хели өкп уйғурларниң барлиғи, уларниң шәһәрлири болғанлиғини йазған) җәнуптин аһалә көчүрүши шуниң мисалидур.

Хәлқниң қозғилаңлири һә дигәндила мәғлуп булуп турди, сәвәби уларниң рәһбәрлик қатлими шәкилләнмигән, тарих данко йаки ата түрк мустапа камал кәби рәһбәрни вуҗутқа кәлтүрмигәниди, азатлиқ һәрикәтлириниң нишани пәқәт зулумни йуқутушла болғини үчүн инқилаптин хоҗиларму пайдилинип өз һакимйитини тикләшкә тиришти, хоҗиларниң топилаңлириму хәлқниң талапәт тартишиға сәвпчи булуп зийанларниму кәлтүрди.

19- Әсирниң кейинки йеримиға кәлгәндә хәлқ бир қетим кәң көләмлик азатлиқ үчүн қозғилаң көтүрүп хотән, қәшқәр, кучар вә ғулҗиларда һакимитини тиклиди, лекин уларға йетәкчилик қилғудәк башчилар болмиғанлиқтин хотәндә һәбибулла һаҗи, кучарда рашадинхан кәби сопи- заһит һакимийәт ишлиридин хәвәрсизләр рәһбәрлик қилип бөлүнмә һаләттә ханлиқ қилишти. Уларда вәтән, хәлқ, милләт еңи болмиғанлиқтин бирлишип һакимйәт қуруп хәлқчил сийасәт йүргүзүшкә қадир болалмай ақивәт хәлқниң ғалибийәт мевисини қоқанлиқ рәңваз йақупбәгниң һилә- микри алдида тартқузуп қойди. Или султанлиғи, үрүмчи- санҗи хуйзу һакимийити, кучар рашидинхан хоҗа һакимийити, хотән һәбибулла хоҗа һакимийити вә қәшқәр бузрук хоҗа (әмәлийәттә бәдөләт һакимийити булуп ақ тағлиқ хоҗиларниң қоллишини қолға кәлтүрүш үчүн җаһангир хоҗиниң оғли бузрук хоҗидин пайдиланған) ниң өз- ара истила урушлири йүз бәрди вә йақупбәгниң җәнуби шинҗаң һәм турпан, үрүмчиләрни игәлләп аталмиш " бәдөләт йәттә шәһәр һакимийити" ни қурди. 1878- Йили чиң сулалиси һәммини йеңип өзиниң ниспи һалдики теничлиқ һакимийитини йүргүзгичә йәнила уруш давам қилип кәлди. Тарих бәтлирини варақлап бақсақ, җүмлидин әйни вақитта урушқа бивастә қатнашқан, уруш вәйранчилиғини өз көзи билән көргән тарихчи алимимиз Молла Муса Сайраминиң «тарихи һәмиди» , « тарихи әминийә» китаплирини көридиған болсақ бу һәқтә йетәрлик чүшәнчигә игә болалаймиз. Мисал:
«Аталиқ ғази йигитлири, сәрвазлири адәм өлтүрүштин чарчиди, қоллири қапарди. Атилиқ ғази қушуниға әгишип кәлгән қассапларни вә хотәндики йақа йурттин кәлгән мусапир қассапларни чақирип келип адәм өлтүрүшкә буйриди. Қассаплар хәндәк левидә туруп адәмләрни буғузлап хәндәккә иттиривәрди…. Шу қетим төт түмән адәм һалак болған болса керәк.»
Қәдирлик китапханлиримизға бу хил қирғинчилиқтин техиму көп пакитларни көрситип берәләймиз. Чүнки бизниң тарихимиз бу хил қирғинчилиқлар билән тулуп кәткән. Қан һиди, адәм устиханлири тарим вадисиниң һәммә йерини қаплиған иди. " Уйушқақ, йәңгүчи, әқиллиқ" мәналириға игә хасийәтлик нами бар Уйғур хәлқиму бир учум мәзһәпчи, байлиқхумар, һуқуқпәрәст, урушпәрстләр тәрипидин уруш қайнимиға мәҗбури сөрәп кирилди. Хәлқ өз һайатиғиму кепиллик қилалмайдиған, әтисигиму ишәнч қилалмайдиған булуп қалди. Әшу бир учум рәзил шәхсләр өзиниң шәхси мәнпәти, парағәтлик турмуши үчүн милләтни, хәлқни, вәтәнни, кәлгүсини, әвлатларни пүчәк пулға (әрзимәс шәхси мәнпәәтигә) сетивәтти, Уйғур дийари һалакәткә йүзләнди.
1678 – Йилидин 1685- йилиғичә җоңғарларниң уйғурларни истила қилиш урушлири болди, ақ тағлиқларниң даһиси аппақ хоҗа далай ламаға баш уруп мәдәт тилиши билән пурсәт күтүватқан җоңғарлар сәидийә Уйғур долитигә һуҗум қилди. Аппақ хоҗиниң ақ тағлиқ муритлири ичидин маслашти, шуниң билән җоңғарлар ғәлибә қилип уйғурларни өз һөкүмранлиғиға алди.
1755 – Йили чиң сулалиси шимали шинҗаңни истила қилди.
1759 – Йили чиң сулалиси чоң – кичик хоҗиларниң топилаңини тинчитип шинҗаңни өз һөкүмранлиғиға алди. Қара тағлиқ вәтәнпәрвәрләр ақ тағлиқ дүшмәнлирини йуқутуш үчүн чиң сулалисиниң ғәлибә қилишида ички җәһәттин маслишип зор төһпиләрни қошти.
1765- Йили үчтурпан уйғурлири қозғилаң көтүрди, бу мәшһур җигдә йеғилиғи булуп чиң сулалиси ғәлибә қилғандин кейин барлиқ аһалини қирғин қилип түгәтти.
1803- Йили йүсүп хоҗидин пайдилинип қоқәнликләр паракәндичилик салди.
1820- Йилидин 1828 – йилиғичә җаһангир хоҗиниң көп қетимлиқ топилаңи болди.
1845 – Йили қәшқәрдә Уйғур вә қирғиз деһқанлар қозғилаң көтүргән.
1847- Йили йәттә хоҗа топилиңи болди.
1852- Йили вәлихан төрә төт қетим бесип кирип нурғун қирғинчилиқ қилған вә җаллатлиқ қилип нәччә калла мунари йасиған.
1854- Йили қәшқәрдә деһқанлар қозғилаң көтүргән.
1857- Йили атуш мис кан ишчилири, мәмтили башчилиғида кучар деһқанлири, хотәнниң бир қисим йезилиридики деһқанлар қозғилаң қилған, вәлихан төриму топилаң көтүргән.
1858- Йили қәшқәрдә бир қисим деһқанлар қозғилаң көтүргән.
1860 – Йили йәкәндә, 1862- йили хотән, кучар, байларда қозғилаң болған.
1864- Йили куча деһқанлири қозғилаң көтүрүп ғәлибә қилған һәмдә рашидинхан һакимйити тикләнгән.
1864- Йили хотән деһқанлири қозғилаң қилип ғәлибә қилған һәмдә һәбибулла һаҗи һакимйити тикләнгән.
1864- Йили или хәлқи қозғилаң көтүрүп ғәлибә қилған һәмдә или султанлиғини қурған.
1864- Йили сидиқ бәг қәшқәрни ишғал қилған.
1865 – Йили қоқәнтлик қошбеги йақупбәг ақ тағлиқлардин бузруг хоҗини өзигә қалқан қилип қәшқәргә кирди һәм ақ тағлиқ хоҗилар бузруг хоҗа үчүн уларни қоллиди. У чиң сулалиси тәрипидин йуқутилғичә һәр хил уруш вә қирғинлар булуп турди.
1871- Йили чарросийә чиң сулалиси билән түзүлгән тохтам бойичә или султанлиғини ишғал қилди.
1875- Йили чиң сулалиси қушунлири шинҗаңға йүрүш қилди. 1878- Йили чиң сулалиси пүтүн ғәлибини қолға кәлтүрүп җәнуби шинҗаң вә үрүмчи, турпан райунлини ишғал қилди.
1881- Йили чиң сулалиси(қарахан) чарросийә (ақхан) ға 70 миң кувадират километир земин вә бәш милйон 9000 сәр көмүш уруш чиқими төләп илини қайтуривалди.
Йуқурида көргинимиздәк нурғун қозғилаң һәм топилаңлар болди, хәлқниң ғәлибә қилған, мәғлуп болған дәвирлириму болди, әмма кәң хәлқ аммисиға һичбир мәнпәәт несип болмиди. Чүнки хәлқ интайин төвән аң сәвийидә болғини үчүн пәқәт черик, мустәбит һакимйәтни ағдурушнила мәқсәт қилған булуп конкирит нишан болмиған, улада мәхсус һакимйәтчиликни чүшәнгүдәк сәвийә, сийаси перогирамма түзгүдәк иқтидар болмиғанлиқтин ғәлибә мивиси һә дигәндә бир учум сопи – заһит, хоҗа- ишанларниң қолиға чүшүп кәтти йаки шулар тәрипидин пайдилинип кетилди, хәлқ икки сопилар мәзһипиниң муритлириға айлинип кәткини үчүн бир топ қозғилаң қилса иккинчи бир тәрәп уларға қарши турди, нәтиҗидә һөкүмранлар уйғурларниң "өз йеғида өз гөшини қориди".
Сәидийә Уйғур дөлити дәвридин башлап ақ тағлиқ вә қара тағлиқлар һакимйәт йүргүзсә йаки һакимйәткә тәсир көрситәлисә иккинчи биртәрәпни қаттиқ қирғин қилди, әгәр бир мәзһәп хәлқ қозғилаңи билән һакимйәт тиклисә йаки қозғилаңға иштирак қилса иккинчи бири уларға қарши мәйдаида турди, мәсилән: ақ тағлиқ хоҗиларниң рәһбири қара тағлиқлар тәсиридики сәидийә ханлиғини йуқутуш үчүн далай ламаға баш уруп җоңғарларни башлап келип муритлирини ички җәһәттин маслаштуруп Уйғур хәлқини җоңғарларға қул қилип бәрди. Қара тағлиқ хоҗилар болса җоңғарлар вә уларниң һамилиғидики ақ тағлиқ хоҗилар һакимийитини йуқутуш үчүн чиң сулалисиға йол башлиди (қара тағлиқ хоҗилар шу хизмәтлири үчүн Уйғур земинидә ваң, гуң мәнсәплиригә еришип бир мәзгил хәлқни езип парағәтлик турмуш кәчүрди, қумул ваңлири, кучар ваңлири, турпан- или хоҗилири шуларниң мисали) вә муритлири ички җәһәттин маслашти. Гәрчә куча вә хотән қатарлиқ җайларда һакимйәт тикләнгән болсиму хәлққә нәп елип келәлмиди. Бу һәқтә тарихчи Молла Муса Сайрами әпсусланған һалда «… куча хоҗилиридин рашидин хоҗам дигән мәвланә әршидин вәлиниң мазирида дуа тәләп билән йатқан, һич киши билән арилашмайдиған вә дәрвиш тәриқисидә өмүр өткүзиватқан бир адәм иди … ақ кигиз үстидә олтурғузуп, бурунқи султанлиқ қаидиси бойичә ханлиқ тәхтидә олтурғузди … бу шәһәрләрдә наһайити көп ғәзинә- мүлүк, қорал- йарақларға игә болди, наһайити көп ғәзинә топланди. Буларниң һәммиси тулуқ муһәммәт йақуп бек аталиқ ғазиниң қолиға чүшти. Улар шунчилик дөләт һөкүмәткә игә булуп, нурғун мал- мүлүк топлиған чағларда йа өзиниң бирәр уруқ- қайашлариға рәһим вә шәпқәт қилип бақмиди, йа бирәр дуагуй, әһли пәзил вә һүнәрвәнләргә кәңри инам вә еһсан қилип, уларниң мал дунйаға болған еһтийаҗидин чиқмиди, йа бирәр дәрйа- өстәңгә көврүк салдуруп йахшилиқ қилмиди, йа мечит ханиқа бина қилип, көл қудуқларни колитип вәхпә әшйалар тохтатмиди …. Нәмунә әсәр қалдурмай нам нишансиз кәтти. Улардин һичбир нәмунә йадикар йаки йахши иш бақи қалмиди …. » Дәп ләнәт уқуйду. Алимниң байаниға қариғанда бу хил ләнәткә йәнә хотән падишаһи һәбибулла һаҗиму дучар булуп уму хәлқ инқилап қилип һакимйәтни елип падишаһлиққа олтурғузса уму охшашла хәлқ үчүн қилчилик йахши иш қилип бәрмәстин ғәзинини алди билән бәдөләтниң кейин чиң сулалисиниң қолиға ошуғи билән чүшүшигә сәвәпчи болған. Или султанлиғини ейтсақ 10 йиллиқ һайатида қанчә султан алмашти? Шуниң өзила купайә.
Вәлихан төрәниң қилмишини көрсәк: " вәлихан төрәм кашиғәрни муһасирә қилип, қишлақ вә кәнтлирини қолға киргүзүп …. Төт калла мунариси йасапту. Мунарниң игизлиги он икки гәз миқдари келәтти дәйду. Лекин униң өзи бәң чекиш, һайасиз ишларни қилиш вә қан төкүштин һичқандақ өзини тартип еһтийат қилмайдикән." Хәлқ етиқат қилған хоҗилар мәғлуп булуп оттура асийаға қачқинида қирғинчилиққа йәнила азатлиққа, баравәрликкә интилгән, баравәрлик, адәмдәк йашаш үчүн күрәш қилған хәлқ қанлиқ қирғинда қалди. Или қайтуривелинғанда 50 нәччә миң Уйғур аһалисиниң йурт маканини ташлап чаросийә даирисидики оттура асийаға көчүши, росийәлик ظа.Н. Курпаткинниң « қәшқәрийә » намлиқ китабида йазған «җоңгулуқлар бу вәқәни " хоҗилар йеғилиқи" дәп атайду. Бу вәқәниң нәтиҗисидә 20000 түтүн йәни 100000 киши чиң сулалисиниң өч елишидин қорқинидин , қәшқәр, йәкән вә ақсулардики йурт маканлиридин айрилип, хоҗиларниң кәйнидин тағқа чиқип кәтти … бу қетимқи қач- қач 1- айда йүз бәрди. Шу күнләрдә шивирған арилаш қаттиқ қар йеғиватқан булуп, бу ач йалиңач кәмбәғәлләрниң көпчиллиги из дерәксиз йоқалған», бу вақиәләр һәр қетимлиқ қозғилаңлар һәм қозғилаңлар мәғлубийитидин кейинки қаттиқ қирғинчилиқлар болғанлиғини толуқ испатлап бериду. Һәқиқәт шуни ениқ көрситип бәрдики гәрчә хәлқ қозғилип мустәбит һәм черик һакимйәтни ағдурушни көзлисиму уларда әшу зулумни йуқутуштин өзгә нишан болмиған, уларда бирәр сийаси перогирамма болмиған һәм болишиму мүмкин әмәс иди, чүнки хәлқтә унчилик иқтидар болмиған, уларда бирәр сийаси нишан ортақ етиқат болмиғини үчүн қан төкүп инқилап қилсиму бирлишәлмәстин бөлүнүп йашап бөригә йәм болған. Уларниң қисқа һакимйәтлири, қозғилаңлири мәғлуп болғандин кейин хәлқ йәниму қаттиқ дишварчилиққа дучар болған җүмлидин йурт маканини ташлап чиқишқа мәҗбур болған.

Чарросийә илини чиң сулалисиға өткүзүп бәргәндә чиң сулалисиниң өч елишидин әнсиригән аһалә росийә тероторийисигә көчти. Молла Муса Сайрами «бу йәттә шәһәрни сәрәнҗам қилғандин кейин, йәттә шәһәрдә қириқ миң черик турғузушқа һөкүм қилди. Лекин илини игәллигән чағда бир милйондин артуқ адәмни һалакәткә гириптар қилған иди. Нурғун адәм тәрәп тәрәпкә қечип или әтрапида адәм гуроһи аз қалди… » , дисә « хақан мәнсәпдарлири бу йәттә шәһәрдә төрәмгә йар болған йаки төрәмниң ишини тутуп хизмәт қилған адәмләрни издәп тепип өлтүрүп, уларниң чарва мал вә земинлирини олҗа қилип, онмиңдин көпрәк хотун-қиз вә оғул рисидә- нарисидә балиларни олҗа әсир қилип у тәрәп ләнҗу өлкиси, бу тәрәп или, чөчәккә елип берип, хитайларға тапшуруп вә хизмитигә тутуп бәрди» дәйду.

2 . Исламийәттин чәтнигән сопистик дини әсәбиликниң елип кәлгән җаһаләтниң вәйранчилиғи

Қазақ алими чоқан вәлиханупниң байаниға асасланғанда пүткүл Уйғур хәлқи сопиларниң икки гуроһиға бөлүнүп кәткән булуп қәшқәр, ақсу, кучарларда ақтағлиқлар мәзһибидики аһалә көп болса, йеңисар, йаркәнд, хотәнләрдә қаратағлиқ хоҗиларға мурит болған аһалиләр көп болған. Улар һәрбир шәһәр йуртлардиму муритлири арқилиқ хәлқни парчилиған булуп өз- ара алақиму қилмайдиған болған ( мисал қилсақ қәшқәр шәһри аһалисиниң шәрқи шимал тәрәптикилири ичидә ақ тағлиқлар көп санни, ғәрби җәнуп мәһәллә кәнтлиридә қара тағлиқлар көп болған), өз- ара пәрқләндүрүш үчүн ақ вә қара тақи кәйгән, ақ тағлиқ вә қара тағлиқ намлириму шундин кәлгән. Биз тарихи пакитлардин әйни вақитта сопизимниң қанчилик йамрап кәткәнлигини, надан хәлқниң сопизимниң кишәнлиридә мәнивийәт җәһәттин қандақ хараплашқанлиғини көрүп бақайли:

« Алла хаслиғи хоҗамларға хас йаки 'алла хоҗам' дәп хоҗамларға һәддидин зийадә әқидә вә ихлас қилип, уларни һәммидин йуқури мәртивилик дәп һисаплап, алла билән хоҗамлар арилиқида туридиған һичқандақ бирәр йуқури мәртивилик инсан йаки җанниң булишини етирап қилмайдикән вә йол қоймайдикән … уларға наһайити йуқури әқидә бағлап , атлирини йилқа уйури билән, қойлирини қотини билән вә қизлирини қизлиқ иппәтлири билән, сикиләк болса сикиләклики билән елип келип хоҗамларға тартуқлап, нәзир һәдийә қилип 'әмди бизгә һичқандақ нәрсә лазим әмәс' дәп уларниң дуасини елип 'алла хоҗам' дәп тониған иди.»

Бундин башқа йәнә« тәзкирәи һидайәт» қатарлиқ әсәрләрдинму сопиларниң өзлирини ислам диниға мухалип, куприлиқ билән өзлирини алла билән тәң урунға қуйуп тәрғип қилғанлиғини биливалалаймиз. Биз гәрчә пуқраларни сопизимға һәммиси бу дәриҗидә ихлас қилиду дәп қаримисақму , сопизимниң тәсириниң наһайити чоңқур болғанлиғини көрүвалалаймиз. Өзлирини алла билән тәң урунға қойған бу сопилар нимини тәрғип қилиду? Дотсинит Ибраһим Нийаз бу һәқтә мундақ дәп йазиду:
«Софизимниң түп ғайиси инсанларни тәрки дунйалиққа башлап, риал дунйадин, иҗтимаи турмуштин йүз өрүп хийали дунйада көридиған <راھەت> Ғемини қилишқа чақириштин ибарәт ».

Хәлқимиз әқидә қилған« өзлирини дини исламға беғишлиған худаниң ашиқлири» ислам әқидилиригә мухалип болған қилмиш әтмишлири билән өзлирини "сәид- муһәммәд пәйғәмбәрниң әвлади" дийишип сап әқидилик мусулманларни алдап, хәлқниң муһәммәт әлһәйкисламға болған әқидисидин пайдилинип өзлирини ниқаплап хәлқни тәрки дунйалиққа башлап өзлиригә ихлас қилғучиларни › җәннәт‹кә ериштүридиғанлиқини вәдә қилип, хәлқни өзлиригә майил қилишти, бу дунйаниң йахшилиғиға муйәссәр болалмиған хәлқимиз у дунйада җәннәттә болсиму раһәт көрүшни, у дунйада болсиму адәмдәк йашашни истиди, шуңа хоҗиларға ишинип уларға мурит болди. Софизимниң бунчә күчүйүп кетишидә әйни дәвирниң қәләмдә һәм әләмдә йетилгән падишаһлири султан сәидхан вә султан абдурәшитханларниң сопиларға мурит – мухлис болғанлиғиму сәвәпчи болған иди, улар хан- султанларниң өзлиригә мурит болған пурсәттә сийаси җәһәттинму пайдилинип (мәсилән, муритлириниң баҗ- селиғини кәчүрүм қилишини тәләп қилиш) өз муритлирини көпәйткәндигән қарашларму бар.

Хоҗа ишанлар өзлирини һәқ көрситиш үчүн « суда маңалаймиз, өлүкни тирилдүрәләймиз, асманда учалаймиз, топини йимәк ичмәк, алтун көмүшкә айландуралаймиз, йамғур йағдуралаймиз, бирла вақитта бирқанчә җайда заһир болалаймиз, сүпкүшләп кесәл давалаймиз, ғайипни билимиз, қол тәккүзмәстин нәрсиләрни йөткийәләймиз, өсүмлүк вә һайванлар билән сөзлишәләймиз» дәп сахта карамәтлирини һәрхил усуллар арқилиқ тәшвиқ қилип, һәрхил һийлә- микирләрни қоллинип хәлқни алдап, уларниң әқидә- ишәнчигә еришкәндин кейин хәлқимизниң мадди – мәниви дунйасиға һуҗум қилди. Нәтиҗидә улар барлиқ Уйғур мәдәнийәт мираслирини уруп чақти, бузди, от қойди, вәйран қилди. Мәдәнийәт әслиһәлирини бузуп, мәдәнийәт сорунлирини сопилиқ паилийәт сорунлири ханиқаларға айландурди. Хәлқниң мәдәнийәт сорунлири – мәктәп, мәдрис, күтүпханилар сопиларниң айағ астида вәйран болди. Авамни мәдәнийәттин ваз кечишкә қистап мәдәнийәтни мәни қилди. Кимики сопилар билән қаршилашса худди хоҗа җаһан әрши, баба рәһим мәшрәп вә мирза шаһ мәһмут җорас кәби қәсткә учрап паҗиәлик өлтүрүлди. Бу һәқтә« җаһаләт пирлири шинҗаңда» намлиқ әсәрдә йезилғандәк:« аппақ хоҗа вә аппақ хоҗичилар (биз бу йәрдә ақ тағлиқ хоҗиларнила әмәс, қара тағлиқ хоҗиларниму бир қатарда тунушимиз лазим) заманисида қәшқәрийәдә мәдәнийәт, маарип, илим – пән, әдәбийат – сәнәт, музика, нахша, усул, гүзәл- сәнәт, тийатир, серикчилик, тибабәтчилик, мәтбәчилик, тәрҗимә, хәттатлиқ … қатарлиқ барлиқ илмий паилийәтләрниң һәммиси қәти мәни қиливетилгән. Бундақ ишлар билән шуғулланғучилар "капир" , "җадугәр", "муртәд"ләр һисаплинип җазаға тартилип турған, өлтүрүветилгән. Һәтта хәт йезишни үгүнүш, саз үгүнүш, йасаш, мәшрәп ойнаш, ойун- күлкә, хотун-қизлар пәрәнҗисиз ашкарә йүрүш қатарлиқ адәттики иҗтимаи инсанчилиқ хисләтлириму қәти мәни қиливетилгән. Пүтүн җәмийәттә қуран вә һәптийәктин башқа барлиқ йезилма әсәрләр, булупму милли әсәрләр, хатирә, нәмуниләр, көйдүрүветилгән, йоқ қилип ташланған. Илим- мәрипәт орунлири бузуветилгән, чәкләнгән. Уларниң орниға зикри сөһбәт ханиқалири, гүләх, сазайи һәмиданлар (това қилдуруш орунлири), хоҗа, ишанларниң туралғу җайлири, әмәлдар биналири дәсситилгән.

Пүтүн җәмийәттә дуа- тилавәт, хәтмә, истиғпар уқуш (аллаһтин гунаһини тиләп туруш) аммиви иҗтимаи мәшғулатқа айландурулған.»

«Тәзкирәи әзизан» қатарлиқ әсәрләрдин мәлумки " ақ тағлиқ", "қара тағлиқ" хоҗиларниң дәстләпки башчилири бир туғқан булуп уларниң өз алдиға нопуз тикләш үчүн көз қарашлирида маһийәтлик пәрқ болмисиму хәлқни иккигә бөлүп мәзһәпчилик қилған. Улар өз- ара низаһ қилишип, хәлқни уруш җидәлгә селип қан төкүп мәңгү орнини толдуруп болғусиз тарихи җинайәтләрни қалдуруп кәтти. Уйғур хәлқиниң барлиқ паҗиәлири, йаман күнләргә қелиши пүтүнләй сопиларниң қилмиш әтмишлиридин болған. Пүтүн Уйғур дийарини җаһаләт қаплап пүтүн хәлқ қараңғулуқ дунйасиға ғәрқ болди.

3 . Еғир зулум хәлқни һалидин кәткүзивәткән

Һакимйәт бешида олтурған һәрқандақ һөкүмран өз һөкүмини қол астидики әмир әкабирлири арқилиқ йүргүзиду, һөкүмран қанчә черик, хийанәтчи вә парихор болса қол астидикиләрму шунчә черик, парихор вә хийанәтчи болиду. Тарихимизни варақлап көридиған болсақ әнә шундақ черик, парихор, хийанәтчи әмәлдарларниң көп өткинини биләләймиз. Һөкүмран вә қолчумақлириниң чериклиги, парихорлиғи түпәйлидин хәлқ үстидики баҗ селиқ көпүйүп кәткән, хәлқ қатму- қат зулум дәстидин йашашқиму амалсиз қалған. Бир тәрәптин хан вә униң амбал, дотәйлири зулум қилса йәнә бир тәрәптин, наинсап бәгләр, хоҗилар, шәриәтни дәстәк қиливалған моллилар һәрхил алваң- йасақ, баҗ- селиқ, өшрә- закат, питрә йиғип зулум салған. Чиң сулалисиниң садиқ қул ғалчилири бәгләр болса баҗ вә селиқни һәссиләп йиғип өзини бейитиш билән биргә амбал, дотәйләргә соға – салам , пара берип техиму чоң имтийазлар үчүн (тоғриси хәлқниң қенини техиму бәк шораш үчүн) һәрикәт қилди, хәлқ қаңғир қахшап җан тәслим қиливатса амбал, дотәй, бәг- ғоҗанлар өзлириниң парағәтлик турмуш пәйзини сүрди, нәтиҗидә зулумға чидимиған хәлқ нурғун қетимлиқ қозғилаңлар қилип мустәбит, черик һакимийәтни ағдурмақ болди. Хотәнлик тарихчи муһәммәт әләмниң « тарихи вәтән вақиати хотән» намлиқ әсиридә әйни дәвирдики баҗ- селиқниң 65 хили хатирләнгән икән. Чирик чиң сулалиси черикликтә мәнсәпни баһа қуйуп елан чиқирип сетиш дәриҗисигә берип йәткән булуп әмди биз чиң сулалисиниң мәнсәп сетиш һәққидики еланиға мунасивәтлик байанни көрүп бақайли:
«Һәрқандақ пули бар адәм күмүш пул совға қилса мәнсәп беримиз, дәп базар гүзәрләргә елан чаплиди… һәрқандақ нами нишани йоқ , оғри, қимарваз, сәргәрдан болсиму пул бәрсә униңға мәнсәп берилди…. Мәнсәпни содилишип баһа қойуп ашкарә сатидиған болди.»

Мана буниңдин шу чағдики һакимйәтниң қанчилик черикләшкәнлигини, бу сәвәплик хәлқниң қанчилик рийазәт чәккәнлигини, қанчилик зулумға дучар болғинини қийас қилиш мүшкүл әмәс. Димәк әйни тарихи дәврдә һуқуқ ачкөз, байлиқ пәрст, парихорларниң, оғри, қимарвазларниң қолиға чүшүп«су ақиду сайға, пул ақиду байға» дигәндәк вәзийәт давам қилған, пуқралар үстидики зулум техиму күчәйгән.

Қәрз үчүн, албан үчүн болди мениң һалим харап,

Һәзрити чүнваң бегим һалимға рәһим әткәй йана.

Кәлсәләр албанчилар хенә пули дәп тутсиләр,

Пул тапалмаймән тинәп , дишвар болур һалим йана.

Кечиләр, күндүзләри һәм дәрс оқур ерди балам,

Қәрз үчүн, албан үчүн, һәм дәрстин қалди йана.

Ақсулуқ муәллип молла тохти мундин йүз нәччә йил муқәддәм йазған әсири«әрзийәт » тики йуқурқи байанлар арқилиқ шуниму биләләймизки , зулум шу дәриҗигә йәткәнки бәг- ғоҗамлар өзлирини ағичилири үчүн хенигиму алваң йиғқан. Бу хил алваң, баҗ селиқларниң көплигидин, зулумниң еғирлиғидин хәлқ интайин қийин әһвалда қалған. Дини өлүма, тарихчи имир һүсәйин қази ахунум бир шеирида мундақ дәп йазиду:

Өтмүштә бу шинҗаңға шән дотәй икән манҗу,

Магаза, тава току, кийгәнлири сап паңчу.

Раһәттә йатар ухлап пухраға көтәртип җذ,

Пуқрани һақарәтләп сиңку билән дәп чәнту,

Датаңға қадап қойған нәйзә қелич һәм чәйду.

Мана буларниң һәммиси тарих, әйни дәврдики риаллиқ. Чиң сулалиси һөкүмранлири дәври вә башқа дәврләрдә болсун һөкүмранларниң еғир зулумлири хәлқни пүтүнләй һалидин кәткүзивәткән. Мушу хил әһвал астида тенчлиқниң болмаслиғи, софизимниң бесими, иқтисади қийинчилиқ хәлқни өзиниң мәдиний маарип ишлириға көңүл бөләлмәйдиған қилип қойған. Хәлқ мадди, мәниви байлиқлиридин пүтүнләй мәһрум болған.

"Пул болса җаңгалда шорпа" дәйду Уйғур даналири, дәрһәқиқәт пул болмиса һич иш ақмайду, пул димәк иқтисад, капитал, мәбләғ димәктур. Йуқурида көргинимиздәк уруш вә дәһшәтлик езишләр Уйғур хәлқиниң игилигини пүтүнләй вәйран қилған булуп сопизимниң тәрки дунйачилиқ тәшәббуси бу вәйранчилиқни техиму күчәйтивәткән. Мәйли җоңғарлар болсун йаки чиң сулалиси болсун хәлқниң мәдәнийәт маарип ишлириға мәбләғ селиши, қоллиши мүмкин әмәс иди, чүнки хәлқ пән- маарип арқилиқла һайатлиқ йолини, баравәрликни һәтта уларни ағдуруп өзигә өзи хоҗа булуш йолини тапалайтти, һөкүмранлар уйғурларни адаққи өз һөкүмидә тутушни мәқсәт қилидиған турса буни қандақму халисун? Өз – өзини туниған, милләтпәрвәрлиги вуҗутқа кәлгән милләтла мәңгү өз мәвҗутлиғини капаләтләндүрәләйду, буни пәқәт һәқиқи пән- маарипла ишқа ашуралайду. Шуңа бүйүк мутәппәккүр Йүсүп Хас Һаҗип илим билән көккә чиққили болидиғанлиғи, қулниң қуллуқтин халас болалайдиғанлиғини мундин миң йил муқәддәм бизгә җака қилған. Чиң сулалисиниң ахирқи ғалчиси йаң зеңшинниң хәлқни мәңгү наданлиқ кишәнидә кишәнләп туруш үчүн пән маарипни қаттиқ чәкләп, хурапи моллиларни сетивелип хәлқни идарә қилғанлиғи буниң пакити әмәсму? 20 – Әсирдин илгири әрши, футуһи, молла муһәммәт садиқ қәшқири, зоһури, молла йунус йәркәнди, ғериби, низари, катиби, молла муһәммәт төмүри, назими, тәҗәлли… гә охшаш мувәппәқйәт қазанған бир түркүм мәдәнийәт әрбаплири йетишип чиққан, уларниң мувәппәқйәт қазинишида мәлум иқтисади арқа териги бар иди. Булупму 20- әсирниң алдиниқи йеримидики мәдәнийәт әрбаплиримиздин Абдуқадир Дамолла, Абдухалиқ Уйғур, Лутпулла Мутәллип, молла муһәммәт оғуз һәмра, иминҗан баһавиддин… қатарлиқ бир түркүм от йүрәк кишиләр иқтисади җәһәттин азрақ болсиму асаси болғачқила чәтәлгә чиқип йаки өлкә мәркизигә берип илим тәһсил қилалиған, мәктәп ечип илим тарқиталиған. Иқтисад йәни пул болмиғанлиқтин нурғун әқиллиқ пәрзәнтләр худди молла тохти йазғандәк уқуштин қелишқа мәҗбур болған. Иқтисад болмиса қурулуш қилғили болмиғиниға охшаш мәктәп мәдрисләрни селип илим мәрипәт тарқитиш мүмкин болмайду, хәлқму надан қелип мәңгү "маңқурт" булуп қалиду.

4 . Сиртқи дунйа билән алақә азийип бекинмичилик күчәйгән

Хәлқимизниң мәдәнийәт вә тәрәққийатта бунчилик қалақ һаләткә чүшүп қелиши хәлқара муһит биләнму зич мунасивәтлик. Йүән сулалиси дәвридә Уйғур деңизчиси йиғмишниң ғәрпкә баридиған деңиз йолини ечиши, миң сулалиси дәвридә хуйзу деңизчиси җең хениң деңиз қатнишини йәнә бир балдақ йуқури көтүриши билән шәрқ – ғәрп алақиси қуруқлуқтин ( қуруқлуқ йоли бихәтәр әмәс иди) көрә деңиз йолиға көчти. Чүнки кейинки оттура әсирдин башлап оттура асийада бир- биригә қарши бирмунчә ушшақ фиодал ханлиқлар барлиққакәлди. Нәтиҗидә йипәк йолидин ибарәт бу шәрқ – ғәрп мәдәнийәт, иқтисад- сода ленийиси тенч болмиғанлиқтин аста – аста өз ролини йуқутуп бариду. Бу һәқтә сабиқ советлик муәллипләр гафироф билән мирошинковлар мундақ дәп йазиду:

«Йипәк йолиниң тосулиши һәмдә йаврупалиқларниң һиндистан вә җоңгуға баридиған деңиз йолини ечип, уни игәлливелиши сәвәбидин мәркизи асийаниң дунйа билән болған сода қатнаш алақиси үзүлүп қалди. Ғәрп билән шәрқниң иқтисади вә мәдәнийәт алмаштуруш йоли өзгирип, мәркизи асийани җәнуп вә шимал тәрәптин әгип өтидиған болди. Мәркизи асийада йәрлик фиодал һөкүмранлиқ күчәйгәнликтин, иқтисад вә мәдәнийәттә наһайити тез хараплишишқа қарап маңди.»

Амирикилиқ атақлиқ тарихшунас ставрианус әпәнди дунйа тарихидин йәкүн чиқирип ‹‹ дунйаниң омуми тарихи ›› намлиқ китабида " дунйа тарихи испатлидики бир иҗтимаи гуроһниң мәдәнийәттә тәрәққи қилиши униң хошнилириниң тәҗрибилирини қубул қилалиған қилалмиғанлиғи бәлгиләйду. Бир иҗтимаи гуроһ еришкән һәр хил кәшпийатларни башқа иҗтимаи гуроһларға тарқитиду. Шуңа уларниң арисидики бериш келиш қанчә көпәйсә өз ара үгүнүш пурситиму көпүйиду. Омумән , мәдәнийәттә әң иптидаи һаләттики қәбилиләрму узақ җәрйанда бекик йашиған, шуниң үчүн улар хошна қәбилиләрниң мәдәнийәт мувәппәқйәтлидин пайдиға еришәлмигән. Башқичә қилип ейтқанда башқа җуғрапийилик амилларға охшаш инсанларниң тәрәққийатидики ачқуч милләтләр арисидики йеқинлишишқа бағлиқ. Башқа милләтләр билән өз ара тәсир көрсәткән әшу милләтләр ғайәт тәрәққийатларға еришиш имканийити интайин зор . Әмәлийәттә , уларниң тез сүрәттә тәрәққи қилишиға түрткә булиду, чүнки уларниң дуч келидиғини тәрәққийат пурсити булупла қалмастин йәнә шаллиниш бесимидур. Навада өз ара тәсир пурситидин пайдилинип тәрәққи қилмиса чуқумла аслиматсийә булиду йаки йуқулуш хирисини елип келиду. Әксичә бекик һаләттә йашиған милләт сирттин келидиған инртсийигә еришәлмисә , йәнә хәвп – хәтәр болмиса шаллиниш бесиму улар үчүн мәвҗут болмиса улар әслидики һалити буйичә нәччә миң йил йашайду".

Оттура асийада йашиған Уйғур хәлқиму йуқарқи қанунийәтниң сиртида әмәс.
Бу чағда шинҗаңдила әмәс, оттура асийаниң башқа җайлиридики әһвалму буниңға асасән охшаш булуп мусулман шәрқ дунйаси хараплишишқа йүзлинип бурунқи мәдәни гүллүнүш пүтүнләй түгәшкән, бурунқи илим пән гүллүниши ахирлишип хурапилиқ вә мәзһәпчилик күчүйүп тәприқи һакимйәтләр көпәйгән, өз- ара низалар көпийип игилик вә хәлқ турмуши хараплашқан. Йавропада болса әһвал буниң әксичә булуп ислаһат, риқабәт җуш уруп раваҗлинип, тәбии пән, иҗтимаи пәнләрдә вә санаәттә йеңи бөсүш боливатқан вә санаәт, йеза игилиги тәрәққи қилип машинилишиватқан булуп учқандәк тәрәққи қилған иди. Биз болсақ булардин пүтүнләй хәвәрсиз һалда " қудуқниң тегидики пақидәк" асман мушу дәп, йүрүвататтуқ. Нәтиҗидә инсанлар тәрәққийатиға төһпә қушуп келиватқан Уйғур хәлқи« учар гиләм», «йағач ат» та әкис әткән һава қатнаш арзулириму шу бойичә чөчәк булуп қеливәрди.

Йүсүп Хас Һаҗипниң илим билән көккә чиққили болидиғанлиғи, қул болсиму илим билән азатлиққа еришәләйдиғанлиғи һәққидики чақириқлириму бизни ойғиталмиди, биз әсирләрни ишәк һарвисиға олтуруп өткүзүп кәлдуқ, ишәк һарвисини алаһидә қатнаш қорали, кала билән сапанни ишләпчиқириш қорали қилип әсирдин әсиргә көчүп кәлмәктимиз. Өзимизни бекик һаләттә сақлап кәлгинимиз үчүн йавропа әллириниң җүмлидин пәрәң вә орус, җоһот – әҗнәбиләрниң қандақ тәрәққи қилғинини писәнтимизгә алмидуқ, вәлсипит йасиса "шәйтан һарва" дәп атидуқ, мушу әсирдә һәтта айрупиланға «нимә дигән чоң қуш бу дәп дан чачқан» лиғимиз нимини испатлайду?

5 . Мәдәнийәт, маарип җәһәттин тарлиққа йүзләнгән

Һәммигә мәлум болғинидәк, қәдимки оттура асийада түрки хәлқләр йашап кәлгән ана макан булуп уларниң әл фараби, муһәммәт харәзәми, Мәһмуд Кашғәри, Йүсүп Хас Һаҗип, җамал қарши, әһмәт йүкнәги, имаиддин кашғәри, сиңқу сәли тутуң … кәби бирмунчә пәйласоп, әдип- алимлар йашиған булуп матиматика (әлҗәбир), әдәбийат, илмий кимийа, илмий мәнтиқ, илмий нуҗум, пәлсәпә, тибабәт, нахша-саз қатарлиқ саһәләрдин хели йахши илмий мувәппәқйәтләрни қолға кәлтүргән иди. Моңғуллар дәвригә кәлгәндә алимлимизниң илмий әмгәклири моңғул импирийиси билән наһайити кәң даиригә тарқилип өзини намайән қилди вә дунйа мәдәнийитиниң тәрәққийатиға өчмәс төһпиләрни қошти. Мәсилән: әдипләрдин сәдулла, сәвинич һийа, мазучаң, шүаңфуларни, йеза игилик алими төмүр төбрүк (лу миңсән), узуқлуқшунас қусқуй, йезиқшунас тататуңа вә чосгиходриз, тәрҗиман әнтсаң вә биланашил, сийасион лиән шишән, әһмәт, өмәр, астурном җамалиддин, бинакар әхтәридин, йарағшунас алавиддин вә исмайил, рәссам гавкукун, алимлардин чиншимиң вә шәмсидин, деңизчи йиғмиш, тарихшунас лиәнхуйшән…. Қатарлиқларниң төһписи сөзимизгә дәлил болиду. Уйғурлар өз тарихида башқиларниң илғар илим вә тәхникилирини үгүнүш билән биргә өзиниң илғар нәрсилирини хошна әлләргә үгәткән. Төмүр, көмүр, мис, буғдай, пахта … ларниң шинҗаңда ичкири өлкиләрдин балдур болиши, хәнзу тилидики төмүр сөзиниңму түрки тилдики төмүрдин қисқирап 铁 булуши, йуқарқи тәхникиларниң шинҗаң арқилиқ ичкиригә тарилиши қәдимий мәдәнийәтлик болған Уйғур хәлқиниң қандақтур әкилишпәрвәр милләт болмастин, башқилар мәдәнийитиниң җәвһәрлирини қубул қилалайдиған һәм өз мәдәнийитиниң җәвһирини башқиларға тәғдим қилалайдиған милләт икәнлигини көрситип бәрди. Әмма Уйғур җәмийити 16- әсирдин башлап сопизимниң күчлүк тәсиригә учриди, сәидийә дөлитиниң адаләтлик султани сәидхандин башлап ханларниң сопиларға мурит булуши түпәйлидин хоҗа- ишанлар райунимизда наһайити тез көпәйди, муритлири күнсири ашти. Тәсир даириси зорайған сопилар қуран, һәдис вә сопилиқ китаплиридин башқа барлиқ мәдәнийәтни чәклиши һәм бу хил тәқипниң узун давам қилиши Уйғур хәлқини мәңгү толдуруп болмайдиған зийанларға гириптар қилди. Уйғур хәлқи сопиларниң дәһшәтлик роһи қул қилиши, уларни ғалибийәт йолиға, һөрлүккә башлайдиған илим йолидин мәһрум қилиши билән улар роһи қуллуққа чүшүп қалди. Һәрқандақ бир милләтниң милләт роһи йуқулидикән шу милләт йоқалмай қалмайду, Уйғур роһи йуқалғини үчүн Уйғур миллити әввәл җоңғарларға андин черик чиң сулалисиға ат- ишәк орнида ишлиди.

Сопилар өзлирини алла билән тәң урунға қуйуп, ислам әқидилиригә мухалип иш қилип, ислам дини вә мусулманлар үчүн пүтмәс, түгүмәс вәйранчилиқ вә харлиқ елип кәлди. Улар мәдәнийәт байлиқлирини бузуп, мәдәнийәтни мәңгүлүк йоқ қиливетиш үчүн тиришти. Мәктәп мәдрисләрни сопизимлиқ паилийәт сорунлириға айландуруп, сап әқидилик Уйғур хәлқини роһи қулларға айландурди. Сопилар һакимйәт бешиға чиққан вә қорчақ һөкүмдар булуп турған вақитларда қуран вә һәптийәк бирдинбир уқушлуққа айланди. Қуранниң айәтлириму сопизим идийилири бойичә тәпсирләнди. Кейинки вақитларда йәни сопилар тәхиттин чүшкән әмма тәсири йәнила чоңқур болған чағларда маарип аста- аста әслигә келишкә башлиди, әмма иҗтимаи пәнләр мутләқ асаси орунни тәшкил қилди. Тәбии пәнләр вә техникилар (һүнәр сәнәт) асасән унтулди, уқутуш даириси бәкму тар булуп қалди. Нәширйатчилиқ, басма ишлириму унтулуп қолда көчүрүдиған қалақ һаләткә чүшүп қалди. Шу дәвир иҗтимаи җәмийитигә нәзәр салсақ пәқәт шаир, тәрҗиман, тивипләрла йетишип чиқти, һүнәр сәнәт йәнила натурал игилик басқучида туруп қалғини үчүн һичқандақ тәрәққийатқа еришәлмиди. Һөкүмран чиң сулалисиму әслидинла қалақ бир мәдәнийәтниң вәкилигә айланғини үчүн уларму Уйғур хәлқигә һичқандақ бир мәдәнийәт ата қилалмиди, әксичә һөкүмранлиғини ишқа ашурушта пайдилиқ тоңчи (тәрҗиман) йетиштүридиған мәктәптин бирқанчинила ачти. Шу чағларда уйғурларда тәсир қилғудәк, уларда ойғунуш пәйда қилғудәк бирәр мәдәний тәрәққийат, йүксилиш болмиғини үчүн хошнилириму уйғурларға һичқандақ иҗаби тәсир ата қилалмиди. Оттура асийа җүмлидин мусулманлар дунйаси хараблишип, чүшкүнлишип кәткән булуп уйғурлар асасән әнә шу исламийәт дунйаси билән алақә қилатти, уйғурларға алаһидә тәсир көрсәткүдәк бирәр илғар мәдәнийәт өз хошнилири арисида болмиғини үчүн доктур әсәд сулайман ейтқандәк " әсһабул кәһәб" уйқусиға ғәрқ болған иди. "Тәғдир туғулуштинла пишанисигә йезилған булиду" дәп қариған хәлқимиз һәммини худадин, мазар машайиқлардин аһ уруп изләйдиған роһ чирмивалған булуп, "йаритиш мениңдин йарилиш өзүңдин" ни унтуған иди, "җәннәт қелич сайисиниң аситида" дигәнни чүшәнгәну җәннәтни қандақ һалда қурушни билмигән.

Уйғур хәлқи пүтүнләй әнә шундақ чүшкүн, қалақ дунйа муһитиниң ичидә булуп ғәрипниң йеңи мәдәни мувәппәқйәтлиридин пәқәт 19- әсирниң ахирлири тоғрирақи 20- әсирниң башлирида хәвәр тапти ؤة« … бу заман ғәпләт вә бипәрвалиқ замани әмәс, ойғиниш вә сәзгүрлүк заманидур! Җаһиллиқ вә наданлиқ дәври әмәс илим- пән дәвридур. Суслуқ вә бикарлиқ дәври әмәс тиришиш вә ғәйрәт вақтидур. Башқа милләтләр илим мәрипәт сайисидә һавада учуп пәрваз қилмақта, су астида болса худди қуруқлуқта йүргәндәк әркин үзүшмәктә. Биз техи ғәпләт уйқусида йатмақтимиз. Уйқу өлүмниң бурадири вә муқәддимисидур. Бу һаләттә даим ухлимақ йуқулиш вә өлүм йолидур !Һелиһәм вақит вә пурсәт бар… » дәп чуқанлар салди. 20- Әсирниң 30- йиллириға кәлгәндә андин бу һаләт өзгиришкә башлиди.

Хуласә қилғанда, уйғурлар 1600- йилидин 1900- йилиғичә болған 300 йил җәрйанда түрлүк қисмәтләргә дучар булуп мәдәнийәттә чекинип кәтти, бурунқи җәңгиварлиғини йуқатти. Әмма у өтмүш, һәргизму һазир мәдәнийәттә алға басалмаслиғимизниң сәвәби әмәс, һазир мәсулийәтни улардин изләш өз мәсулийитни башқиларға иттириштин башқа нәрсә әмәс, лекин тарихи савақларни қубул қилишимиз , сәвәнликләр үстидә издинип уни түзүтишимиз лазим. Әмди, мана инсанийәт 21- әсиргә өзиниң түрлүк йеңилиқлири билән заманивилишип кирсиму биз толиму төвән аңда мәс вә әләң- сәләң һалда, көпимиз ишәк һарвисиға олтуруп кирип кәлдуқ, биз давамлиқ мушундақ йүрсәк әвлатлиримиз биз тоғрилиқ немә дәп йәкүн йазар тарих бетигә?


Әскәртиш: бу әсәр 2010-йилидин бурун йезилған әсәр болуп, уйғурчә мунбәрләр тақилип қилиштин бурун «уйғурлар тори» да архиплаштурулған. Бу әсәрдә муһаҗирәттики әвладлиримизниң оқуп пайдилинишиға әрзийдиған муһим мәзмунлар болғачқа «Уйғур мунбири» тәрипидин түзитилип қайта елан қилинди.