«Уйғур» намини қоллинишниң баш-ахири

Аптори: Ғалиб Барат Әрк

Уйғур империйиси
(Милади 8-әсирдики Уйғур империйиси)

«Уйғур» дегән бу нам дунйада нопуси сәккиз милйондин артуқ түркий тил системисида сөзлишидиған, қәдимки мәдәнийәтлик шәрқ хәлқиниң нами. Һазир дунйада 30 нәччә дөләт алимлири Уйғур миллитини тәтқиқ қилмақта. «Уйғур» нами қандақ мәнигә игә? Қачандин бери қоллинилған? Дегәндәк нурғун мәсилиләр техи қанаәтлинәрлик җавабқа еришкини йоқ. Биз төвәндә бу һәқтики мулаһизимизни оттуриға қойимиз.

«Уйғур» наминиң қачандин башлап қоллинилғанлиқини испатлайдиған нәқ йазма хатирә йоқ, шундақтиму биз бәзи мәнбәләргә асасән мәсилини йорутуп беришкә тиришимиз. 11- Әсирдә йашиған атақлиқ Уйғур алими Мәһмуд Қәшқириниң «түркий тиллар дивани» бизни дәсләпки йип учи билән тәмин етиду. У мундақ дәйду: «Уйғур бир әлниң нами, униң бәш шәһири бар, бу шәһәрләрни зулқәрнәйин түрк хақани билән путум түзгәндин кейин салдурған, зулқәрнәйин Уйғур елигә йеқинлашқанда түрк хақани униңға қарши төт миң адәм әвәткән. Уларниң қалпақлириниң қанатлири лачин қанатлириға охшайдикән, оқни алдиға қандақ атса кәйнигиму шундақ устилиқ билән атидикән. Зулқәрнәйин буларға һәйран қапту вә инан худхуранд булар башқиларға моһтаҗ болмай өз озуқини өзи тепип йәйдиғанлар икән. Буларниң қолидин ов қечип қутулалмайду. Қачан халиса шу чағда етип йейәләйду» дәпту.

Атақлиқ алим Мәһмуд Қәшқири хатирилигән бу ривайәт бизгә «Уйғур» наминиң миладийәдин төт әсир бурун барлиқини, бәлки униңдинму бурун мәвҗутлуқини испатлап бәрди. Мәшһур истелачи искәндәр зулқәрнәйин миладийәдин төт әсир бурун дунйаға келип дунйани титрәткән тарихи шәхс. «Уйғур» наминиң пәйда болушини искәндәргә бағлап ривайәт қилиш уйғурларниң тарих хатириләш әнәнисиниң мәһсули болуп бу намниң пәйда болған йилини хатириләш үчүн, искәндәр зулқәрнәйиндин ибарәт мәшһур истелачи йашиған дәврни хатириләп йил дәвридин мәлумат қалдурған. Уйғур намини искәндәргә бағлаштики мәқсәт бу дунйави истелачиға аит вәқәләрниң йирақ җайларғичә тарқилидиғанлиқи, узақ заманларғичә тилға елинидиғанлиқидин болған. Бу ривайәт йәнә бизгә хақанийә аһалисиниң моңғулийә вадисидин көрә оттура асийада миладийәдин хели заманлар балдурла мәвҗутлуқи чүшәндүрүп бериду. Кишиләр есидә ривайәт сүпитидә мәңгү сақлинидиғанлиқидин ибарәт. Ривайәтниң мәқсәтлирини давам қилсақ «Уйғур» намини искәндәр зулқәрнәйин қойған болуши натайин. Лекин дунйа мәшһур истелачи искәндәр зулқәрнәйин тилидин «булар башқиларға моһтаҗ болмай, өз озуқини өзи тепип йәйдиғанлар» икәнликини қайиллиқ билән дегүзүш, әмәлийәттә өз намидин пәхирлиниш һәм хасийитини намайан қилиштин ибарәт, ривайәттә йәнә уйғурларниң түркләр билән охшашлиқи бәлки уларниң җәңгивар бир қисминиң нами болғанлиқи, бу тәңдашлиқни Мәһмуд Қәшқириниң өзи һәм уйғурлар һәққидики башқа байанлири тәрипидинму испатланған. Бу ривайәт йәнә бизгә әҗдадлиримизниң миладийәдин илгирики 4- әсирдә йаки униңдинму бурун бир қисминиң шәһәр мәдәнийитигә өткәнликини көрситип бәрди.

Уйғур хәлқиниң тарихий дастани «оғузнамә» му бизгә 106- қурида мундақ мәлумат бериду: «мән уйғурларниң қағанимән». «Оғузнамә» ривайәт характерини алған тарихий дастан болуп әпсаниму арилишип кәлгән. Әсәр тәхминән 13- әсирләрдә қәләмгә елинған болсиму вәқәлик наһайити қәдимки дәвргә берип тақилиду, бу тарихи дастанда Уйғур наминиң берилиши мәсилиси оғузхан тилидин байан қилиниду. Көплигән тәтқиқатчилар оғузханни һон тәңриқути батур дәп қарайду. Биз бу қарашни қуввәтлисәк оғузхан миладийәдин илгирики 3- әсирдики тарихий шәхс болуп «Уйғур» сөзи шуниңдин бурунла мәвҗут болған болиду, сәвәби оғузхан қипчақ, қарлуқ, қаңқа, қалач намлирини бәргән болсиму «Уйғур» намини оғузханниң қойғанлиқини демигән, лекин «Уйғур» нами улар қудрәтлинип күчлүк дөләт қурғанда һәммә қәбилә оруқларға байриқи астиға җәмләнгәндә андин заһир болған. Оғузханму уйуғанларниң, күч қудрәт тапқанларниң қағани болған. Бу тарихий дастандин «Уйғур» наминиң миладийәдин илгирики 3- әсирдин бурунла мәвҗутлуқини мәнә җәһәттин «утқучи, күчлүк, қудрәтлик» мәнисидә икәнлики айан болиду һәмдә бирәр милләтниң әмәс сийасий гәвдиниң дөләтниң нами болғанлиқини көрситип бәргән.

Молла исмәтулла бинни молла нәмәтулла мөҗизи «тәварихи мусқийун» намлиқ әсиридә (1854 йили йезилған) «йаркәнт, хотән әһли бу заманғичә бәш миң сәккиз йүз әллик йил» йашиғанлиқини йезиш арқилиқ әҗдадлиримизниң йәкән, хотәнләрдә йашиғили 5850 йил болғанлиқини йазиду. Ундақ болғанда әҗдадимиз һазирғичә тәхминән алтә миң йил болған болиду.

Бәзибир тарихчилар миладиниң һарписидики вәқәләрдә учрайдиған «呼结» наминиму Уйғур наминиң башқичә тәләппуз тәрҗимиси дәп қарайду, чәт әл мәнбәлиригә мураҗиәт қилип көрсәк миладийә иккинчи әсирдә йашиған герик алими толмий «җуғрапийә» намлиқ китабиниң «серис ели» бабида «окхордаш, окхордай» намлирини хатирилигән, тәтқиқатчиларниң омумий пикригә қариғанда серси ели хотән, қәшқәрләрни мәркәз қилған һалда тарим ойманлиқини көрситидикән. Йәнә бир қисим алимларниң пикригә қариғанда йуқириқи икки нам «Уйғур дәрйаси, уйғурлар» дегәнни көрситидикән.

Тәйвәндә олтурақлишип қалған Уйғур алими профессор абдулла тимән оғли әпәнди дийаримиз қошна әл болған һиндистанниң мәнбәлиригә асаслинип мундақ дегән: «һиндистан тарихи материйаллирида миладийәдин илгирики түркләрниң тәңритеғини мәркәз қилип дөләт қурған ханлиқ территорийисидики аһалиси һазирқи шималий шинҗаңда тарқақ олтурақлишип шәһәр турмуши кәчүргән. Лекин түрк намида уйғурлар билән түркләрни арилаштуруп атиған».

Тәйвәнлик уйғуршунас алим лйойитаң «уйғурлар һәққидә тәтқиқат» намлиқ китабида мундақ дәйду: «түрк вә ғәрб алимлириниң хатирилиригә асасланғанда таң сулалисидин илгири йеғилиқ дәвриниң ахирлиридин башлап уйғурлар бүгүнки шинҗаң районини йадро қилған һалда ғайәт чоң ханлиқ қурған». Мәйли қандақ болмисун йуқириқиларға асасланғанда «Уйғур» намини миладийәдин хелила илгири пәйда болған һәмдә һазирқи шинҗаңни мәркәз қилған һалда йашиған «уйушқан» бир инсанлар топиниң вә сийасий нами сүпитидә хизмәт қилған.

Бир өмүр уйғурларни тәтқиқ қилған германийилик атақлиқ алим губаин ханим мәрһум Зордун Сабир әпәндигә мундақ дәйду: «уйғурлар улуғ қәдимий милләтләрниң бирси, арийанлар һиндистандин йавропаға көчүп келиштин 500 йил бурун Уйғур дөлити бар иди. Уларниң тил йезиқ мәдәнийити бар иди».

Демәк, тарихий пакитлар бизгә ениқ көрситип туруптуки, уйғурлар наһайити қәдимий милләт болуп тарихта шинҗаңни мәркәз қилғанда кәң оттура асийада паалийәт елип барған наһайити җәңгиварлиқ билән оттура асийа тарихида сәмәрилик ролларни ойниған. «Уйғур» намиға кәлсәк бу намниң қачан барлиққа кәлгәнлики һәққидә биваситә ениқ тарихий пакит болмисиму бу намни әң кейин дегәндиму миладийәдин илгирики 4- әсирдин бурун барлиққа келип қоллинишқа башлиған дегән илмий пәрәзни оттуриға қойуш мумкин.

Уйғур нами әнә шундақ миладийәдин илгирила пәйда болуп дунйадики муһим әл нами болуп қалди, лекин миладиниң һарписида бәлким миладиниң бешида бу нам әслидики шан шөһритини йоқатқан, илгирики шөһритиниң әксичә тарихнамиләрдә көрүлүши йоқниң һесабида болуп қалди, бәлким интайин кичик сийасий гуруһ йаки бирәр қәбилиниң нами сүпитидә сақлинип қалған болса керәк.

«Уйғур» нами миладиниң бешидин таки 6- әсиргичә йәни түрк һакимийәтлири оттуриға чиққучә наһайити аз көрүлди, шундақла җуңго мәнбәлиридә «袁纥» дегәндәк намларда хатирилинип наһайити аз көрүлгән.

Миладийә 7- әсиргә кәлгәндила андин Уйғур нами қайтидин тарихий, сийасий сәһнидә өзини намайан қилишқа башлиди. Уйғурлар дәсләп түрк һакимийитидин мустәқил туруш үчүн қарлуқ, басмил, сиртардуш қәбилилири билән бирлишип түркләргә қарши күрәш елип барди. Гәрчә өз һакимийитини турғузушқа мувәппәқ болған болсиму көп чағларда түркләрниң контроллуқида болуп кәлгән уйғурлар миладиниң 740- йиллири әтрапида өз һакимийитини қуруп чиқишқа, түркләрни өз һакимийитигә елишқа мувәппәқ болиду. Бу һакимийәт шәрқтики әң күчлүк дөләтләрниң биригә атлиниду, шуңиму франсийилик шәрқшунас рени госсот «йайлақ импирийиси» намлиқ китабида, авистирийилик маккриис «Уйғур импирийиси» намлиқ китабида бу һакимийәтни «Уйғур импирийиси» дәп атиған. Бундақ дейиш асассиз әмәс иди, чүнки җуңгода әң узақ һөкүм сүргән таң сулалиси оңлук сойгун топилиңидин кейин уйғурларға баҗ селиқ төләшкә мәҗбур болған иди. Бу йәрдики диққәткә сазавәр йәнә бир нуқта уйғурларниң хәнзу мәнбәлиридики «回纥» нами болса «回鹘» ға өзгәртилди. Сәвәби миладийә 789- йили орхун Уйғур дөлити таң сулалисигә әлчи әвәтип шундақ йезишни тәләп қилған. Бу икки хил аталминиң тәләппузи асасән охшаш болуп мәнә җәһәттин өз наминиң шөһритиниң мувапиқ әкс әттүрүлүшини көзлигән, тарихичилар «уйғурларниң шуңқарға охшаш җәсур вә чевәр икәнликини ипадиләш үчүн <ئۇيغۇر> Дегән намниң хәнзучә аһаң тәрҗимиси <回纥> Дегән сөзни <回鹘> Дегән сөзгә өзгәртишни тәләп қилди» дәп қарайду. Биз булардин әҗдадлиримизниң өз намиға алаһидә етибар билән қарайдиғанлиқини биләләймиз вә у өзгәртиш билән йуқирида көргән искәндәр зулқәрнәйин билән бағланған ривайәтниң мәлум мәнбәдашлиқи бар дәп ойлаймиз.

Миладийә 840- йилиға кәлгәндә бу «Уйғур импирийиси» түрлүк ички низалар, тәбиий апәтләр түпәйлидин аҗизлашқанда таң сулалисиниң йардими вә өзгәртиши билән қирғизлар һуҗум қилип бу һакимийәтни ағдурувәтти. Территорийә даирисидики хәлқ үчкә болунуп бир бөлики шу земинда қалди (қирғизларниң һакимийитигә өтти). Бир бөлики җәнубқа сәддичин ичигә көчүп таң сулалисиға беқинди. Уларниң нопуси 300 миң әтрапида болуп узаққа қалмай огә тегин вә армузд тегин башчилиқидики бу бөләк пүтүнләй түгиди. Йәнә бир бөләк тәхминән 200 нопус «ғәрбкә» қарап кочти, улар гәнсу өлкисигә кәлгәндә йәнә иккигә болунуп, бир болики гәнсу өлкиси даирисидә қелип кейинчә мушу земинни мәркәз қилип «гәнҗу Уйғур ханлиқи» дегән һакимийәтни қурди, йәнә бир болики турпан қара шәһәр даирисидә паалийәт елип барди. Бу әсли уйғурлар бу җайниң тарихида рол ойнийалмиди (малийәвкин), бәшбалиқини мәркәз қилған «Уйғур ели» (бәзибир мәнбәләрдә он Уйғур ели дейилгән) қурулғанда аһалисиниң бир қисмиға айланған. Уйғурларниң қайтидин һакимийәт бешиға чиқип йипәк йолидин ибарәт бу хәлқара сода мәдәнийәт алақә йолини контрол қилғанлиқи шәрқ билән ғәрбниң түрлүк алақилиридә васитилик рол ойниғанлиқи түпәйли бу нам қайтидин мәшһур болди, дунйа бу намни қайтидин тониди. «Уйғур ели» дә мәдәнийәт иқтисад гүллинип әйни вақитта шәрқтә әң мәдәнийәтлик хәлқләрниң бири болған. Шуңа әлчи ваң йәнди бу әлниң байашат параванлиқини, бирму кәмбәғәлниң йоқлуқини йазди, шаир мазучаң йашанғанлирида саватсизлар йоқлуқини йазиду. Миладийә 13- әсирдә моңғуллар шәрқтин ғайәт зор қудрәт билән кеңәймичилик башлиди. 1209- Йили Уйғур елиниң идиқути парчуқ арат тегин өз елини йерим мустәмликигә айландуруп қойған қитанларниң назарәтчисини олтуруп моңғулларға беқинди. Моңғуллар баш көтүрүп чиққан бу чағларда мәдәнийәт җәһәттин наһайити қалақ орунда иди. Шуңа уйғурлар уларға мәдәнийәт оқутқучиси, һакимийәт йүргүзүштә йетәкчи болди. Гәрчә һакимийәтни моңғуллар игилигән болсиму һакимийәт йүргүзгүчиләр уйғурлар болди. Уйғурларниң нам шөһрити моңғулларниң қәдими йәткән йәтмигән йәрләрниң һәммисидә мәшһур болди. Дунйада бу намниң шөһрити пәләккә йәтти.

Әмди биз мушу тарихий дәврдә Уйғур алимлириниң немә дегәнликини көрүп бақайли: Уйғур ели һакимийити билән тәң мәвҗут болуп турған икки ханлиқтин бири хақанийә (қараханийлар) сулалисиниң хан җәмәтидин болған Мәһмуд Қәшқириниң «түркий тиллар дивани» дики байанлирини көрәләйли:

«Мән түркләрниң әң сөзмәнлиридин, пикирни рошән байан қилалайдиғанлиридин. Түрк, түркмән, оғуз, чигил, йағма, қирғизларниң сөзлирини, қапийилирини ениқлап чиқип улардин пайдиландим, уйғурларниң тили сап түркчә». Атақлиқ алимимиз Мәһмуд Қәшқириниң Уйғур икәнлики, қәбрисиниң қәшқәр опалда икәнликини һазир дунйа етирап қилиду, ундақта Мәһмуд Қәшқири немә үчүн өзини «түрк» дәйду һәмдә уйғурларниң тилини сап түркчә дәйду? Бу әмәлийәттә Мәһмуд Қәшқири уйғурлар билән түркләрни бир хәлқ дәп қариғанлиқиниң муһим испати әмәсму? Мәйли түрк ханлиқи дәвридә болсун кейинки чағларда болсун, уйғурлар билән түркләр өзлирини бир хәлқ дәп атиған, Уйғур тили сап түркчә болиду. Уларниң тил, өрүп адәт, территорийә, иқтисадий бирлик бар иди. Алим әсиридә хақанийә даирисидә йашиғучи әҗдадлиримизни «хақанийә түрклири» дәп атайду, әксичә Уйғур елидикиләрни «уйғурлар», «тат Уйғур» дәп атайду. «Тат Уйғур» аташ арқилиқ уларни мусулман түркләрдин пәрқләндүрүшни мәқсәт қилиду. «Тат» аталмисини қоллиниш бир милләтни етиқад җәһәттин пәрқләндүрүшни мәқсәт қиламду қандақ?

Мәһмуд Қәшқириниң замандиши хақанийиниң сийасий, мәдәнийәт, җамаәт әрбаби Йүсүп Хас Һаҗипниң «қутадғубилик» намлиқ әсиригә намәлум апторлар тәрипидин йезилған муқәддимидә мундақ дейилиду (19-20): «түркистан әллиридә буғрахан тилинчә түрк луғәтинчә бу китабтин йахширақ һәргиз ким әрсә тәсиф қилмади» (пүтүн түркий хәлқләр йашайдиған йәрләрдә буғрахан тилида түркий соз билән (һечким) буниңдин йахширақ китабни йазғини йоқ).

Қур ай ол букитабқа қәбул болдуқи,

Бу түркләр тилиндә әҗәб көрдуки.

(Йа, бу китапни қобул қилғучи,

Бу түркчә әсәргә әҗәбләнгүчи).

Әрәбчә, тәҗикчә китаблар окуш,

Бизиң тилимизчә бу йумғи уқуш.

(Әрәбчә, таҗикчә китаблар оқуш,

Бизниң тилимиздә бу йалғуз шула).

Бу түркчә қошуғлар тузәттим саңа,

Оқида унума дуа қил саңа.

(Бу түркчә қошақларни туздум саңа,

Оқурда унтума дуа қил маңа).

«Қутадғубилик» дастаниға йезилған муқәддимә қандақла болмисун миладийә 13-әсирдин бурун йезилған. Муқәддиминиң хақанийә хақанлириға мәдһийә оқуши һәмдә уларни «шәрқниң мәлиги, мачинлар бәги» дәп мәдһийилиши һәмдә уларни билим сөйүштә «дунйада бирла аҗунда йәг» дейишлири сөзимизгә дәлил болиду. Әсәрдә түрк ибариси етник нам сүпитидә қоллинилған.

Әмди биз «Уйғур ели» территорийисидә йашиған атақлиқ алим сиңқу сәли тутуңниң немә дәп йазғанлиқини көрүп бақайли: «бәш балиғлиғ сиңқу сәли тутуң тавғач тилинтин түрк Уйғур тилинчә икиләйу әвирмиш» (бәшбалиқлиқ сиңқу сәли тутуң хәнзу тилидин түрк Уйғур тилиға иккинчиләп тәрҗимә қилған). Алим «алтун йаруқ» ни тәрҗимә қилғанда мундақ йазиду: «биш балиғлиғ сиңқу сәли тутуң йаңирди түрк тилинчә әвирмиш» (бәшбалиқлиқ саңқу сәли тутуң қайтидин түрк тилиға тәрҗимә қилиған). Алимниң парчиси тепилған йәнә бир тәрҗимә әсиридә: «он Уйғур әлинтә кинки бошоғутлуқ бис балиқлиғ сиңқу сәли тутуң тавғач тилинтин икиләйу түрк тилинчә ақтармиш» (мәдһийиләнгән он Уйғур елиндә кейин оқумушлуқ болған бәшбалиқлиғ сиңқу сәли тутуң хәнзу тилидин иккинчиләп түрк тилиға тәрҗимә қилған).

Сиңқу сәли тутуң 10- әсирдә йашиған алим, униңға охшашла 8-, 9- әсирләрдә йашиған дәп пәрәз қилиниватқан Уйғур алими пертанракштму өз тилини «түрк тили» дәп атиған.

Оттура әсирдә һөкүм сүргән «хақанийә» вә «Уйғур ели» территорийилиридә йашиған хәлқ өз тилини ортақ һалда «түрк тили», өзлирини болса «түрк» дәп атиған. Өзлириниң сийасий һакимийәтлирини «хақанийә» вә «Уйғур ели» (он Уйғур ели дәпму атиған) дәп аташқан. Мәһмуд Қәшқири хақанийиликләрни «хақанийә түрклири» дәп атиғандәк, сиңқо сәли тутуң «түрк Уйғур» дәп атиған. Худди Мәһмуд Қәшқири «Уйғур бир әлниң нами» дегинидәк «Уйғур» сийасий нам иди, йәнә бир җәһәттин җуғрапийилик нам иди. Лекин хәлқни Уйғур дәп атимиған, уларниң тили «Уйғур тили» болса Уйғур елидики түркләрниң тили иди, улар моңғулларға хизмәт қилған чағларда мусулманлардин өзлирини пәрқләндүрүш үчүн дөләт нами бойичә өзлирини «Уйғур» дәп аташқан. Мәлум мәнидин ейтқанда бу җуғрапийилик уқумға игә сийасий намдур. Шуңиму мирза һәйдәр коргани «тарихий рәшиди» намлиқ китабида ақсуниң шәрқидики районларни «уйғуристан» дәп йазған.

Бу икки ханлиқ территорийисидики аһалә бирдәм түрк, бирдәм Уйғур болуп қалиду? Ундақта Мәһмуд Қәшқири, Йүсүп Хас Һаҗип, сиңқу сәли тутуң, пертанракштму Уйғур түрк йәни башқа милләт болуп қалмамду? Бу мәсилигә йүннән университетиниң тарихшунаслири «җуңгодики милләтләрниң тарихи» намлиқ уч томлуқ китабида орхун йәнсәй вадисида ташқа ойуп қалдурулған тарихий абидилиримизгә асаслинип «мәңгү ташта мундақ дейилгән: тоққуз Уйғур, биз билән бир милләт, түркләр билән уйғурлар охшаш бир мәнбәдин келип чиққан тармақтур, шуңа мәңгү ташниң байқилиши бизгә шүбһисиз җаваб бәрди» дегән йәкүнни чиқарған. В. Самурин таң дәвридики тарих китаблириға асаслинип «Уйғур» дегән бу нам көп һалларда сийасий аталғу сүпитидә қоллинилған, интайин аз чағларда мәлум қәбилә йаки мәлум парчә тупрақни көрсәткән, кейинчә бир хәлқ тилиниң намиға айланған, уни ишлитип қәдимки түрк тилиниң бир хилини пәрқләндүргән» дәп йазиду.

Хәнзуларниң атақлиқ тарихчиси «һон тарихи», «түрк тарихи» вә «Уйғур тарихи» дәк китабларниң һәмдә көплигән илмий мақалиләрниң аптори болған пирофессор лин гән «түрк тарихи» намлиқ китабида «Уйғур = түрк» дегән қарашни оттуриға қойиду. Биз бу нуқтиларни чүшинишимиздә Уйғур алимлириниң бирдә өзлирини түрк десә бирдә Уйғур дәп аташтики муддиасини чүшинәләймиз.

Миладийә 10- әсирдә ислам дини хақанийә султани сутуқ буғрахан тәрипидин қобул қилинип кәң көләмлик ғазатлар арқисида тәдриҗий исламийәт хақанийидә омумлишиду. Лекин хақанийә Уйғур елини исламлаштурушқа үлгүрмәйла йимирилиду. Алди билән қитанларниң андин моңғулларниң истеласи бу икки әлни мустәмликә вә йерим мустәмликигә айландуриду. Әмма шу истелачилар йәнә мәдәнийәтлик әҗдадлиримиз тәрипидин ассимилйатсийә қилиниду. Уйғур елиниң көпчилик аһалини һесабқа алмиғанда моңғуллар билән әҗдадлиримизниң арисида дин әң чоң тосалғу болуп қалиду. Әнә шундақ тарихи дәврдә чиңгизхан әвлади болмиш туғлуқ төмүрхан миладийә 1348- йили тәхткә чиққандин кейин моңғулларнила әмәс барлиқ мусулман болмиған түркләрни һәм мәҗбурий һалда ислам диниға киргүзди. Шундин башлап ана тупрақ алтун дийаримизда йашайдиған әҗдадлиримиз арисидики идеологийә пәрқиму түгиди. Әлвәттә оттура асийадики хәлқләр арисидики тил шевиси пәрқини һесабқа алмиғанда бирликкә кәлди. Шундин башлап әлишир навайи «муһакимә тил луғәттин» әсиридә вә зоһуриддин муһәммәд бабурниң «бабурнамә» намлиқ әсиридә бир нәччә җайда «Уйғур» ибарисини тилға алғинини һесабқа алмиғанда «түрк» нами омумий намға айлиниду. Хәлқ өзини «түрк» йаки мусулман дәп аташ билән биргә йуртниң нами билән хотәнлик, қәшқәрлик, лоплуқ, таранчи, доланлиқ дегәндәк намларда атайду. Бу хил һаләт йаки мушу әсирниң алдинқи йериминиң ахирлириғичә давамлишиду, мушу әсирдики алимлардин Абдуқадир Дамолла, һүсәйинхан тәҗәллиләрму өзлирини «түрк» дәп атиған. Хәнзучә мәнбәләрдиму 1884- йилидин илгири йуртимизму мусулманлар йурти «回疆» дәп йазған һәмдә әҗдадлиримизни туңганлардин пәрқләндүрүш үчүн «缠头» дәп атиған.

«Уйғур» дегән бу нам миладийә 1350- йиллардин 1935- йилларғичә унтулуп униң орниға «түрк» дегән нам қоллинилған. Шуниң билән биргә өзлирини йурт нами билән пәрқлиқ атиған, мусулман дәп аташму бир хил милләт нами түсини алған. Ундақта «Уйғур» дегән бу милләт нами қандақчә қайтидин пәйда болуп қалди?

Бу мәсилини алди билән хәлқара вәзийәткә бағлап чүшиниш мумкин. Миладийә 20- әсирдә дунйа вәзийитидә аҗайип өзгиришләр барлиққа кәлди. Мәнчиң империйиси ағдурулуп җуңхуа минго қурулди. Чарусийә ағдурулуп тунҗи сотсийалистик империйә сабиқ совет иттипақи қурулди. Совет империйәси барлиққа келиши биләнла өзини пүткүл дунйадики езилгүчиләрниң башламчиси дәп елан қилди һәмдә түрлүк амаллар билән ғәрбий түркистанни һакимийити астиға алди. Пүткүл оттура асийани мәңгү ишғалийәт астида тутуп туруш үчүн гуруһларға болуп идарә қилиш зөрүр болуп қалди. Бу худди «уйғурлар йеңидин барлиққа кәлгән милләт гәвдиси болуп, у тәсәввур ичидики тарихий әнәнә вә йеқинқи сийасий еһтийаҗ түпәйлидин бәрдашлиқни бириктүрүп башқилар тәрипидин кәшип қилип чиқилған» дейилгәнгә охшаш мәлум пәрқләрни асас қилип йеңи милләтләр йасап чиқилди. Нәтиҗидә Уйғур вә өзбек барлиққа келип түрк нами оттура асийадин сиқип чиқирилди.

Ундақта «Уйғур» аталмиси қандақчә бу йеңи милләткә нам қилип қобул қилинди? Қазақ академик а. Т қайдарув «1921- йили с. Ә. Маловниң тәшәббуси билән ташкәнттә Уйғур зийалийлириниң қурултийи ечилди. Йиғин қатнашчилири әзәлдин мәвҗут болуп келиватқан Уйғур дегән милләт намини әслигә кәлтүрүшни һәмдә шинҗаңдики барлиқ Уйғур хәлқиниң ортақ нами қилишни бирдәк қоллиди» дәйду. Бу йиғин 1921- йили 6- айда ечилған болуп шу нуқтини илмий һалда пәрәз қилиш мумкинки йиғинда рус уйғуршунаси малов өзиниң уйғуршунаслиқтики шөһритидин пайдилинип «Уйғур» намини қайтидин оттуриға чиқирип шәрһләп, йиғин иштиракчилирини қайил қилған. Чүнки малув академик радловниң шагирти болуп университетта оқуватқан чеғидин башлап түрк тили тәтқиқат гурупписиға қатнашқан. 1909- Йилидин 1911- йилиғичә, 1913- йилидин 1915- йилиғичә шинҗаң вә гәнсуда уйғурларниң (шәрқий уйғурларниму өз ичигә алиду) тил вә фолклорини тәкшүргән. 1916- Йили түрк филологийиси бойичә магистир болған. 1917- Йилидин кейин қазан, петирборг, ташкәнт қатарлиқ җайлардики алий мәктәпләрдә түрк тил-әдәбийатидин дәрс откән. 1939- Йили русийә пәнләр академийисиниң мухбир академики болған. У һайатида уйғурларға аит нурғун китаб, мақалиләр елан қилған.

Уйғур нами әнә шундақ оттуриға чүшүп қанунлашқан. 1924- Йили сабиқ совет иттипақида нопус тәкшүрүштин башлап бу нам көрүлүшкә башлиған. Ундақта бу нам қандақчә сабиқ совет иттипақидин шинҗаңға көчүп кәлди? Бу нам бекитилип қанунлашқандин кейин мәтбуат, тәшвиқат васитилиридә елан қилиниш билән биргә али илимгаһларда қоллинилди, мушу әсирниң башлиридин башлап нурғунлиған зийалийлиримиз илим елиш үчүн советқа чиқип тәдриҗий бу намни қобул қилди. Милләтпәрвәр, мәрипәтпәрвәр шаирлиримиз мәмтили тохтиһаҗи оғли тәвпиқи вә Абдухалиқ Уйғурлар «Уйғур» намини совет иттипақидин қобул қилған. Бу мәсилигә қарита шивейтсарийилик даңлиқ дипломат, уйғуршунас доктор гуннар йарриң мундақ дәйду: «20- әсирниң 30- йиллириниң ахирлири шинҗаңниң җәнубида ‹түрк› наминиң орниға ‹Уйғур› нами дәссиди, бу аталғуниң тәшәббусчиси с. Ә малов иди» («қәшқәргә қайта бериш» қа қараң), у әсиридә «Уйғур» намиға мушу әсирниң аталмиси сүпитидә муамилә қилиду.

«Уйғур» аталғуси шинҗаңда зади қачандин башлап қанунлишип қоллинилди? Бу һәқтә харвард университетини пүттүргән турпан експедитсийигә қатнашқан җасйан лодес (1933- йили шинҗаңға кәлгән совет дипломати апирасйв шинҗаң милитариси шинҗаң шәрипигә бәргән тәклип ичидә тарим вадисидики амилларни 20- йиллардики ленин асас қилған совет оттура асийа хәлқиниң милләт тәвәликини тил-тарих қурулмисиға асасән <ئۇيغۇر> Дәп аташ тәклипини бәргән болуши мумкин» дәйду. Шу чағларда қәшқәрни мәркәз қилған һалда оттуриға чиққан «шәрқий түркистан ислам җумһурийити» бәлким совет империйисини чөчүтүп қойған болуши мумкин, чүнки шу заманниң һийлә микир шаһи, әшәддий фашист шиң шисәй өз һакимийитини мустәһкәмләш үчүн қизил фашист сталиндин ибарәт дунйави шәхскә өзини садиқ ит қилип көрситип, болшевик болған иди. Совет империйиси нурғунлиған болшивикларни әвәтип униң һакимийитини мустәһкәмләшкә ғайәт зор тоһпиләрни қошти, 1934- йили җаһангирликкә қарши уйушма қуруп бир мәзгил откәндин кейин «чәнту» дегән намни «Уйғур» дәп өзгәртиш 2- новәтлик авам хәлқ қурултийида қанунлаштурулған. Қурултайда Уйғур дегән намни хәнзучә тәләппуз тәрҗимиси мәсилисиму оттуриға чүшүп «威武儿» дегәндәк лайиһәләрму бар болған, буниң мәниси болса «алийҗанаб, җасарәтлик тәңриниң амрақ пәрзәнти» дегән мәнини бәргән. Бурһан Шәһиди «шинҗаңниң 50-йили» намлиқ әсиридә «мән йувинбин билән мәслиһәт қилишип <维吾尔> Дәп йазайли дийишкән идуқ, олкилик һокумәтниң йиғиниға сунуп мақолланғандин кейин уйғурларниң наминиң рәсими йазма шәкли қилинғаниди. Шуниңдин итибарән у бара-бара кәң қоллинилди» дәп йазиду. «维吾» болса мени һимайә қил дегән мәнини билдуриду. Бу нам әнә шундақ оттуриға чушиду. Қурултай мәзгилидә милләтләрниң намини өзгәртиш болған. Бурһан Шәһидиниң әслимисигә асасланғанда «булут» орниға «қирғиз» «нуғай» орниға «татар» бекитилгән. «Җуңго» аталмисини «хитай» дәп тәрҗимә қилмай аһаң бойичә аташму бекитилгән, таки 1949- йилиғичә хәнзу нами орниға «хитай» дегән нам қоллинилған.

Хуласә қилғанда Уйғур нами кейин дигәндиму миладийидин төт әсир илгирики дәврдинму бурун барлиққа кәлгән болуп көп һалларда сийасий аталғу, дөләт нами сүпитидә қоллинилған, интайин аз сандики чағларда қәбилә нами болупму қобул қилинған. Илгири кейин болуп орхон Уйғур ханлиқиниң һәмдә Уйғур елиниң нами болған. Тәхминән миладийә 1350- йиллири әтрапида ишлитилиштин қалған. Миладийә 1921- йили 6- майда ташкәнттә зийалийлар қурултийида уйғуршунас малувниң тәшәббуси билән қарар қобул қилинип шинҗаңдики вә оттура асийадики қисмән аһалиниң нами сүпитидә бекитилгән, 1924- йили совет иттипақидики нопус тәкшүрүштин башлап қобул қилинған, қоллинишқа башлиған. Шинҗаңда болса шең шисәй мустәбит һакимийити қурулғандин кейин совет иттипақи мәслиһәтчилириниң көрсәтмиси бойичә қобул қилинип 2- қетимлиқ авам хәлқ қурултийида (1934- йили) қанунлаштуруп қобул қилинған һәмдә кәң тәшвиқ қилинған. Бу нам немишқа шунчә тезла омумлишип кетиду? Сәвәби ениқки нурғунлиған совет мәслиһәтчилири шинҗаңда хизмәт қилғандин башқа нурғунлиған йашлар совет иттипақида билим алған. Уларниң тәрбийисини қобул қилған, йәнә келип «Уйғур» нами қәдимки йазма йадикарлиқларда көрүлгини үчүн наһайити тезла қобул қилинип омумлашқан, әйни чағда совет иттипақи вә шинҗаң өлкилик һөкүмәтниң қануни васитә билән қарарлаштурушму рол ойниған.

Уйғуршунаслиқниң тәрәққий қилиши билән наһайити көп мәсилиләр һәл болди, әмма асаслиқи икки хил аҗизлиққа йол қойулди, улардин бири Уйғур миллити билән Уйғур намини тәңләштүрүп уйғурларниң пүткүл тарихини Уйғур намланған ашу гәвдисинила издәш. Йәнә бир аҗизлиқ уйғурларниң тарихий йазма йадикарлиқларни асаси сүпитидә пайдиланмаслиқта көрүлиду. Бу хил аҗизлиқлар Уйғур алимларниң үзлүксиз йетишип чиқишиға әгишип өзгәргүси.


Пайдилиниш мәнбәлири:

* Мәһмуд Қәшқири «түркий тиллар дивани» шинҗаң хәлқ нәшрийати 1980- йил уйғурчә нәшри 1- том 151-, 152-бәтләр.
* «Оғузнамә» Милләтләр Нәшрийати уйғурчә нәшри 1980- йил 30- бәт.
* Молла нимәтулла моҗизи «тәварихи мусқиййун» уйғурчә Милләтләр Нәшрийати 1982- йил 26- бәт.
* Лйу йитаң «Уйғур тәтқиқати» 1977- йил тәйвән хәнзучә нәшри 11- , 27- бәт.
* Зордун Сабир «йавропаға сәпәр», «тарим» 1988- йил 5- сан 106- бәт.
* «Уйғурларниң қисқичә тарихи» шинҗаң хәлқ нәшрийати 1989- йил уйғурчә нәшри 92- бәт.
* Йуүсүп хас һаҗип «қутадғубилик» Милләтләр Нәшрийати 1984- йил уйғурчә нәшри 92- бәт.
* «Тарим» журнили 1986- йили 2- сан, турклог исрапил йусуп тәййарлиған мақалигә қараң.
* «Җуңгодики милләтләр тарихи» Милләтләр Нәшрийати 1990- йили хәнзучә нәшри 2- қисим 63- бәт.
* Гратин «уйғурларниң келип чиқиши» намлиқ мақалисидә кәлтүргән нәқил ««шинҗаң иҗтимаий пәнләр ахбарати» 1992- йил 5- сан 14- бәт, 11- бәт.
* «Қәшқәр педагогика институти илмий журнили» уйғурчә 1993- йил 4- сан 71-, 75- бәтләр.
* Бурһан Шәһиди «шинҗаңниң 50 йили» вә «шинҗаң тарихий материйаллири» уйғурчә 28- топламға қараң.


Әскәртиш: бу әсәр 2010-йилидин бурун йезилған әсәр болуп, уйғурчә мунбәрләр тақилип қилиштин бурун «уйғурлар тори» да архиплаштурулған. Бу әсәрдә муһаҗирәттики әвладлиримизниң оқуп пайдилинишиға әрзийдиған муһим мәзмунлар болғачқа «Уйғур мунбири» тәрипидин түзитилип қайта елан қилинди.